дунйа сәһийә тәшкилати вабаниң 2022-йилда ахирлишидиғанлиқини илгири сүрди

дунйа сәһийә тәшкилатиниң вухән вируси (Kovid-19) техник һәйәт башлиқи марийа ван керхов (Maria Van Kerkhove) 2022-йилда вабаниң ахирлишидиғанлиқидин «интайин үмидвар» икәнликини билдүрди.

1748709
дунйа сәһийә тәшкилати вабаниң 2022-йилда ахирлишидиғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  дунйа сәһийә тәшкилатиниң вухән вируси техник һәйәт башлиқи марийа ван керхов омикрон варийанти тоғрисидики соалларға җаваб бәрди.

у: «2022-йилниң вухән вирусиниң йоқилиш йили болидиғанлиқиға интайин үмидвармән» деди.

у омикрон варийантиниң охшимиған нопусларда қандақ тарқалғанлиқи, вирусқа мунасивәтлик вәқәләрдә варийантқа қарши қандақ охшимиған иммунитет системиси көрүлгәнлики қатарлиқ мәсилиләрни бурунқи варийантларға селиштуруп тәтқиқ қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у вабаниң тәсирини, өлүм санини вә дохтурханида йетип давалиниш нисбитини төвәнлитиш үчүн, қоллирида көп имканийәтләрниң барлиқини әскәртти.

йавропа кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (ECDC) вухән вируси омикрон варийантиниң 2022-йилниң дәсләпки икки ейида йавропа қитәсидә әң хәтәрлик варийант болидиғанлиқиниң тәхмин қилиниватқанлиқини елан қилди.

мәзкур мәркәзниң доклатида, омикрон варийантиниң кәлгүси бир қанчә ай ичидә йавропа дөләтлиридә «интайин тез» тарқилиши мумкинлики билдүрүлди.

мәркәзниң директори андрейа аммон (Andrea Ammon): «омикронниң өлүмләрни вә дохтурханида йетип давалинидиғанларниң санини көпәйтидиғанлиқи наһайити йуқири еһтималлиқ, дәп қаралмақта» деди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң директори тедрос адханом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) омикрон варийантиниң дунйада 77 дөләттә байқалғанлиқини, әмәлийәттә бу санниң техиму көп болуши мумкинликини ейтқан иди.

йавропадики нурғун дөләтләрдә нойабир (2021) ейиниң ахирида омикрон варийантиниң байқилиши билән, вирусниң алдини елиш тәдбирлирини күчәйткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر