калифорнийә мәҗбурий маска тақаш түзүмини әслигә кәлтүрди

америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида йуқумланғучилар саниниң көпийишидин кейин үсти йепиқ җайларда маска тақаш мәҗбурйити қайтидин әслигә кәлтүрүлди.

1747295
калифорнийә мәҗбурий маска тақаш түзүмини әслигә кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: калифорнийә даирилири, йеңи бәлгилиминиң 15-декабирдин башлап йолға қойулидиғанлиқини елан қилди؛ бәлгилимидә, йепиқ районларда маска тақаштин башқа, сәһийә хадимлири, аммиви хизмәтчиләр, оқутқучилар вә оқуғучиларға ваксина әмләшму шәрт қилинди.

американиң вашингитон, орегон, иллиноис, йеңи мексика, невада вә һавай қатарлиқ иштатлирида маска тақаш мәҗбури болуп, калифорнийә иштати 6-айниң 15-күни ваксина әмләнгәнләр үчүн маска тақаш тәлипини бикар қилғаниди. бирақ, дөләт миқйасида вирусниң омикрон варийантиниң байқилиши вә йуқумланғучилар саниниң көпийип кетишидин кейин йәрлик һөкүмәт мәҗбурий маска тақаш түзүмини әслигә кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر