сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман парс қолтуқи зийаритини башлиди

сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман парс қолтуқи зийарити даирисидә қатар пайтәхти доһаға йетип кәлди.

1745060
сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман парс қолтуқи зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман қатар әмири шәйх тәмим бим һамәд алсани билән көрүшүп, икки тәрәп мунасивәтлири, хәлқаралиқ вә районлуқ мәсилиләрни музакирә қилди.

көрүшүштә, ортақ парс қолтуқи тиришчанлиқлирини қоллаш вә әһмийити тәкитлинип, һәр икки тәрәпниң мәнпәәтигә пайдилиқ болидиған қериндашлиқ мунасивәтлирини күчәйтиш мәсилисидә пикир бирликиниң һасил қилинғанлиқи қәйт қилинди.

қатар әмирликиниң байанатида билдүрүлишичә, икки дөләт оттурисидики кординатсийә кеңиши, тәмим билән бин сәлманниң башчилиқида топланған.

кеңәшниң йиғинида, күчлүк қериндашлиқ мунасивәтлири вә икки дөләт хәлқлири мәнпәәтлирини нурғун саһәдә кәң упуқларға тарқилидиған шәкилдә тәрәққий қилдуруш һәмдә қоллашниң йоллири музакирә қилинди.

районниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә мунасивәтлик ортақ әһмийәткә игә мәсилиләргә мунасивәтлик өзара пикир алмаштурулған йиғинда йәнә, қатар әмири шәйх тәмим бим һамәд алсани сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң зийаритиниң әһмийитини тәкитләп, буниң икки дөләт оттурисидики тарихий вә күчлүк риштиләрни техиму чоңқурлаштуридиғанлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси бин сәлман икки дөләт үчүн көп тәрәплик пурсәтләрниң пат арида мәнпәәтләргә айлинидиғанлиқини қәйт қилди.

кеңәш йиғинидин кейин, һәр икки тәрәп йиғин хуласилирини имзалиди.

сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман 14-декабир (2021) дөлитидә өткүзүлидиған парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши йиғинидин бурун, 6-декабир парс қолтуқи зийаритини башлиған иди.

парс қолтуқи зийаритини уммандин башлиған муһәммәд бин сәлман әрәб бирләшмә хәлипилики вә қатардин кейин, бәһрәйн вә күвәйтни зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر