дунйа сәһийә тәшкилати: делта варийантида топланған тәҗрибиләр пайдилиниш қолланмиси болиду

дунйа сәһийә тәшкилати чегра тәдбирлириниң, вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийантиға қарши күрәшкә нисбәтән вақитни узартиши мумкинликини, әмма делта варийантида қолға кәлтүрүлгән тәҗрибә-савақларниң пайдилиниш қолланмиси болидиғанлиқини билдүрди.

1742570
дунйа сәһийә тәшкилати: делта варийантида топланған тәҗрибиләр пайдилиниш қолланмиси болиду

түркийә авази радийоси хәвири:  дунйа сәһийә тәшкилати тинч окйан районида бәзи дөләтләр йолға қойған чеграни тақаш тәдбирлириниң, вухән вируси (Kovid-19) омекрон варийантиға қарши күрәшкә нисбәтән вақитни узартиши мумкинликини, әмма делта варийантида қолға кәлтүрүлгән тәҗрибә-савақларниң пайдилиниш қолланмиси болидиғанлиқини билдүрди.

дунйа сәһийә тәшкилати тинч окйан райони директори доктор такеши касаи 26-нойабир (2021) өткүзүлгән интернет ахбарат елан қилиш йиғинида, райондики бәзи дөләтләр вухән вирусиниң чоң долқуниға дуч кәлгән болса, башқа нурғун дөләтләрдә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм вә вәқәләрниң азийиватқанлиқини йаки муқимлашқанлиқини әскәртти.

у: «чегра контроллуқи вирусниң дөләтләргә тарқилишини кечиктүрүп, вақитни кәйнигә сүрүши мумкин. әмма һәр бир дөләт вә җәмийәт вирусқа мунасивәтлик вәқәләрниң көпийишигә тәййарлиқ қилиши керәк» деди.

у омикрон варийантиниң техиму тарқилишчан болуш мумлкинлики сәвәбидин, тәкшүрүш вә көзитишләрни көпәйтишниң шәрт икәнликини тәкитлиди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң районлуқ җиддий әһвал директори бабатунде оловокуре делта варийантида қолға кәлтүрүлгән тәҗрибә-савақларниң, омикрон варийантиға қарши күрәштә пайдилиниш қолланмиси болидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر