америкада 15 йашлиқ бир оқуғучи 3 кишини өлтүрүп, 6 кишини йаридар қилди

американиң мичиган иштатидики бир толуқ оттура мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 3 киши қаза қилди.

1741151
америкада 15 йашлиқ бир оқуғучи 3 кишини өлтүрүп, 6 кишини йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: окланд наһийәлик сақчи идариси оксфорд толуқ оттура мәктипидә бир оқуғучиниң мәктәпкә елип барған қорал билән 6 кишини йариландурғанлиқини билдүрди.

толуқ оттура мәктәпкә «SWAT» әтрити һавадин тик учар айропилан билән мудахилә қилип, қораллиқ оқуғучини қолға алди.

оқуғучиниң қоралидин 15 дин 20 гичә оқниң етилғанлиқи ениқланди, қолға елиш җәрйанида һуҗум қилғучиниң қаршилиқ көрсәтмигәнлики уқтурулди.

җинайәт гумандариниң һуҗумниң сәвәби һәққидә байанат беришни рәт қилғанлиқи вә йалғуз һәрикәт қилғанлиқиға ишинишкә болидиғанлиқи билдүрүлди.

һуҗум қилғучиниң шу мәктәптә оқуватқан 15 йашлиқ өсмүр икәнлики тәкитләнди.

алақидар мәсуллар мичиган иштатида 40 йилға йеқин вақиттин буйан бундақ һуҗумниң йүз берип бақмиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر