дунйа сәһийә тәшкилати: чәклимиләр омикрон варийантиниң тарқилишиниң алдини алалмайду

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийанти (Omicron) байқалған дөләтләргә қаритилған сайаһәт чәклимилириниң, варийантниң дунйаға тарқилишиниң алдини алалмайдиғанлиқини елан қилди.

1741313
дунйа сәһийә тәшкилати: чәклимиләр омикрон варийантиниң тарқилишиниң алдини алалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати хәлқара җәмийәткә омикрон варийанти тоғрисида бәзи тәвсийәләрни қилди.

дунйа сәһийә тәшкилати секритарлиқиниң варийантқа мунасивәтлик йеңи өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқи, варийант тунҗи байқалған җәнубий африқа җумһурийити вә ботсвананиң хәлқаралиқ сәһийә низамнамәси бойичә омикрон варийантлирини тезликтә байқап, вақтида доклат қилип, варийантқа қарши мувәппәқийәтлик күрәш қилиш роһини намайан қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, омикрон варийантиниң кишини әндишәгә салидиғанлиқи, йеңи варийант сәвәбидин мунасивәтлик дөләтләргә қарита сайаһәт чәклимиси йолға қойған дөләтләргә, «сайаһәт чәклимилири иҗра қилған дөләтләр, бу тәдбирләрни испатларға асасән йолға қойған болуши керәк» дәп тәвсийә қилинди.

байанатта, бәзи дөләтләрниң варийант тунҗи байқалған дөләтләрдин айропилан сәпирини пүтүнләй тохтитиш қарари тоғрисида мундақ агаһландуруш берилди:

 «сайаһәт чәклимилири варийантниң дунйаға тарқилишиниң алдини алалмайду. кишиләрниң күндилик турмуши үчүн зор қийинчилиқларни пәйда қилиду. охшаш вақитта йәнә, вабаға қарши дунйави күрәшкә сәлбий тәсир көрситиду.»

байанатта, ваба давамлишиватқан җәрйанда, инсанпәрвәрлик йардими, тез йолланма, күндилик турмуш мәһсулатлири билән тәминләш қатарлиқ һайатий әһмийәткә игә хәлқаралиқ алақиләрниң давамлишиши керәклики қәйт қилинди.

байанатта, омикрон варийантиниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн барлиқ дөләтләргә, «назарәт қилиш вә тәртипкә селиш системилирини тәрәққий қилдуруш», «варийантларға мунасивәтлик вәқә вә һадисиләрни дунйа сәһийә тәшкилатиға вақтида билдүрүш» тәвсийә қилинди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң директори тедрос адханом ғебрейесус түнүгүн (2021-йили 30-нойабир) байанат елан қилип, омикрон варийанти байқалған дөләтләргә қарита йолға қойулған сайаһәт чәклмилиригә наразилиқ билдүрүп, җәнубий африқа вә ботсвананиң сайаһәт чәклимилири билән җазаландурулғанлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر