колумбийәдә сақчи тик учари чүшүп кетип, 2 сақчи қаза қилди

колумбийәниң кундинамарка мәмурий районида сақчи тик учари айропилан чүшүп кетип, 2 сақчи қаза қилди вә 3 сақчи йариланди.

1736562
колумбийәдә сақчи тик учари чүшүп кетип, 2 сақчи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақлар мәшғулаттин қайтиватқан тик учарниң субачок йезисида чүшүп кәткәнликини елан қилди.

вәқәдә тик учардики 2 сақчи нәқ мәйданда җенидин айрилип, 3 сақчи йариланди. вәқәниң сәвәби тәкшүрүлмәктә.

дөләт мудапиә министири дийаго молано твиттер һесабидики учурида, җенидин айрилған сақчиларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر