нигерда икки айрим террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

нигерниң малий чеграсиға җайлашқан тахоа шәһиридә йүз бәргән икки айрим қораллиқ һуҗумда 25 пуқра җенидин айрилди.

1735488
нигерда икки айрим террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигер таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, тахоа шәһириниң тиллийа вә тахоа райониға, кимлики намәлум кишиләр һуҗум қилған. икки айрим һуҗумда 25 пуқра җенидин айрилған.

қораллиқ һуҗумчилар һөкүмәт бинаси вә дохтурхана биналирини булиғандин кейин, әтрапни оққа тутуп қечип кәткән.

нигерниң қошниси малида һәрикәт қиливатқан террорлуқ тәшкилати әл қаидә вә даешқа четишлиқ террорлуқ тәшкилатлири, буркина фасо вә нигерда пат-пат һуҗум вәқәлирини пәйда қилмақта.

нигер қошниси буркина фасо билән бирликтә һәрбий һәрикәт қозғиған болсиму, малиға җайлашқан террорлуқ тәшкилатлириниң күчини аҗизлиталмиди.

б д т мәлуматлириға асасланғанда, ниердики террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин йеқинқи үч йилда 313 миң киши дөләт ичидә йурт-маканлиридин айрилди. 235 миң киши қошна дөләтләрдә панаһлинишқа мәҗбур болди.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 2021-йили йанвардин ийул ейиғичә нигерниң мали вә буркина фасо чеграсида йүз бәргән тоққуз қетимлиқ террорлуқ һуҗумлирида 420 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر