нигерийәдики бир җамә бамдат намизи әснасида қораллиқ һуҗумға учриди

нигерийәниң нигер өлкисидики бир җамәгә қилинған қораллиқ һуҗумда 18 адәм қаза қилди.

1724928
нигерийәдики бир җамә бамдат намизи әснасида қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, мотосиклит мингән қораллиқ кишиләр нигер өлкисиниң маза-кука районидики бир җамәдә бамдат намизи өтәватқан җамаәтни оққа тутуп, 18 адәмниң җениға замин болған, нурғун адәмни йариландурған.

нигер өлкилик сақчи комиссари мондай курйас байанат берип, һуҗумдин кейин йәттә адәмниң гөрүгә елип қечилғанлиқини вә вәқәдә нурғун мал-мүлүкниң зийанға учриғанлиқини билдүргән.

курйас, районға әвәтилгән хәвпсизлик қисимлириниң бир һуҗумчини уҗуқтурғанлиқини җәзмләштүргән.

нигерийәдә йеқинқи йиллардин буйан қораллиқ унсурларниң мотосиклит билән һуҗум қилиши сәвәбидин бәзи өлкиләрдә мотосиклит мениш чәкләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر