пакистан тоққуз террорчини бир тәрәп қилғанлиқини уқтурди

пакистан бихәтәрлик қисимлири балучистан өлкисидә тоққуз террорчини бир тәрәп қилғанлиқини уқтурди.

1723822
пакистан тоққуз террорчини бир тәрәп қилғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан  террорлуққа қарши туруш башқармиси байанат елан қилип, мастуң районида бихәтәрлик қисимлири билән террорчилар оттурисида тоқунуш йүз берип, тоққуз террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, нурғун қорал вә оқ - дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди.

байанатта, террорчиларниң қайси тәшкилатқа тәвә икәнлики тоғрисида һечқандақ учур берилмиди.

шималий вәзиристанда түнүгүн йирақтин контрол қилинидиған бомба партлап икки әскәр қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر