шималий қибрис 3 тәрәп башлиқлар йиғиниға наразилиқ билдүрди

шималий қибрис түрк җумһурийити җәнубий қибрис рум һакимийитиниң гиретсийә вә мисир билән бирликтә елан қилған қошма байанатиниң «инавәтсиз» икәнликини җакарлиди.

1722269
шималий қибрис 3 тәрәп башлиқлар йиғиниға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, рум тәрәпниң, гиретсийә вә мисир билән түнүгүн чақирған 3 тәрәп башлиқлар йиғинидин кейин елан қилинған қошма байанатлардин орун алған нуқтиларниң, қибрис арилидики сийасий вә қануний реаллиқни әкс әттүрмәйдиғанлиқи, қибрис мәсилисигә мунасивәтлик хусусларда, җәнубий қибрис рум һакимийити вә башқилар сөһбәт өткүзидиған тәрәпниң шималий қибрис түрк җумһурийити икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «қибрис арилида бири шималий қибрис түрк җумһурийити, йәнә бири җәнубий қибрис рум һакимийитидин ибарәт айрим-айрим икки дөләт бар болуп, бу икки елан қилған байанатлар вә чиқарған қарарлар пәқәт мушу икки тәрәпкила хастур,  җәнубий қибрис рум һакимийитиниң гиретсийә вә мисир билән бирликтә елан қилған қошма байанати <инавәтсиз> дур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر