шималий македонийә вә косоводики сайлам бүгүн ахирлишиду

шималий македонийә вә косоводики сайлиғучилар йеңи шәһәр башлиқи вә кеңәш әзалирини бекитиш үчүн шу йәрниң вақти (2021-йили 17-өктәбир) әтигән 07:00 дә беләт ташлайду.

1720867
шималий македонийә вә косоводики сайлам бүгүн ахирлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий македонийәдә тизимлатқан 1 милйон 824 миң 864 сайлиғучи шу йәр вақти 19.00 гичә 3480 сандуққа беләт ташлийалайду. сайламда йәрлик һөкүмәтләр үчүн 299 шәһәр башлиқи намзатини қошқанда тәхминән 10 миң 800 намзат риқабәтлишиду.
шималий македонийәдики иккинчи нөвәтлик йәрлик сайлам 31-өктәбир (2021) өткүзүлиду. әгәр биринчи басқучта %50 тин артуқ беләткә еришәлмисә, әң көп беләткә еришкән икки кандидат иккинчи басқучта риқабәтлишиду.
шималий македонийәдә һәр 4 йилда бир қетим йәрлик сайлам өткүзүлидиған болуп, сайлиғучилар 81 шәһәр башлиқи вә шәһәрлик һөкүмәт мәҗлисиниң әзалирини бекитиду.
йәнә бир тәрәптин, косоводиму кишиләр шәһәр башлиқи вә кеңәш әзалирини бекитиш үчүн сайламға қатнашмақта.
беләт ташлаш шу йәрниң вақти 07:00 дә башланди. тизимға елинған 1 милйон 885 миң 448 сайлиғучи шу йәр вақти 19.00 гичә 2477 сандуққа беләт ташлийалайду.
сайламда 23 мустәқил кандидаттин башқа йәнә, 32 сийасий партийә, 1 бирләшмә вә 33 аммиви тәшәббусчилардин тәркип тапқан тәхминән 5500 киши риқабәтлишиду.
косовода һәр 4 йилда бир йәрлик сайлам өткүзүлидиған болуп, сайлиғучилар 38 шәһәр башлиқи вә шәһәрлик һөкүмәт кеңиши әзалирини сайлап чиқиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر