америка кишилик һоқуқ кеңишигә қайта әза болди

америка сабиқ пирезидент доналд трамп һөкүмитиниң «исираилийәгә қарши» икәнликини илгири сүрүп чекингән б д т кишилик һоқуқ кеңишигә қайта әза болди.

1720121
америка кишилик һоқуқ кеңишигә қайта әза болди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т оргини болған 47 әзаси бар кишилик һоқуқ кеңишиниң 18 әзаси йеңиланди.

америка б д т омумий кеңишидә өткүзүлгән аваз ташлашта, кишилик һоқуқ кеңишигә әзалиқиға қайта сайланди.

сабиқ пирезидент доналд трамп һөкүмити 2018-йили «бир тәрәплимә һалда исираилийәгә қарши» икәнликини сәвәб көрситип кишилик һоқуқ кеңишидин чекингән иди. байдин һөкүмити болса, һакимийәт бешиға киләр-кәлмәйла кишилик һоқуқ кеңишигә қайтип кәлгән иди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили линда томас гринфлд (Linda Thomas-Greenfield) сайламдин кейин елан қилған йазма байанатида: «американиң кишилик һоқуқ кеңишигә қайтидин әза болуши, байдин һөкүмитиниң бәргән вәдилиридә турғанлиқини көрситип бериду. биз кеңәшниң пиринсиплириға уйғун шәкилдә давам қилиши үчүн тиришчанлиқ көрситимиз» деди.

у хизмәтлиридә афғанистан, бирма, хитай, ефийопийә, сүрийә вә йәмән қатарлиқ дөләтләрни асасий орунға қойидиғанлиқлирини билдүрүп: «мәқситимиз наһайити ениқ: кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини қоллаш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә вә сүйиистемалларға қарши авазни йуқири көтүрүш» деди.

у йәнә, кишилик һоқуқта сәлбий образға игә дөләтләрниң кеңәшкә әза болушиға қарши бесим қилидиғанлиқлирини вә кеңәшниң исираилийәни мувазинәтсиз һалда нишанға елишиғиму қәтий қарши туридиғанлиқлирини тәкитлиди.

кишилик һоқуқ мәсилисидә аҗиз дәп тәнқид қилиниватқан еритрейә, камерон, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрниң кеңәшкә әза болуши, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқиға сәвәб болди.

сомали, бенин, гамбийә, һиндистан, қазақистан, малайшийа, қатар, литванийә, аргентина, қаратағ, һондурас, парагвай, финландийә вә лийуксембург қатарлиқ дөләтләр кеңәшкә әза болди. бу дөләтләр 2022-йили 1-йанвардин башлап кеңәштә үч йил вәзипә өтәйду. кеңәштики бошалған 18 орунға 18 дөләт намзат болғанлиқи үчүн, бу дөләтләр кишилик һоқуқ кеңишигә рәқипсиз әза болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر