түркийә қәндәһар вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә афғанистанниң қәндәһар вилайитидики шиә җамәсидә бүгүн (2021-йили 16-өктәбир) җүмә намизи вақтида йүз бәргән бомба һуҗумини әйиблиди.

1720274
түркийә қәндәһар вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи қәндәһар вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумини әйибләп байанат елан қилди.

байанатта: «афғанистанниң қәндәһар вилайитидә бир җамәдә бүгүн җүмә намизи вақтида йүз бәргән бомба һуҗумида нурғун кишиниң җенидин айрилғанлиқидин вә йариланғанлиқидин чоңқур қайғурмақтимиз. афғанистанда йеқинқи мәзгилләрдә, болупму җамәләрни нишан қилған бу инсанийәткә хилап террорлуқ һуҗумлирини шиддәт билән әйибләймиз, җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш афғанистан хәлқигә чоңқур тәзийә билдүримиз» дейилди.

икки адәм бомбиниң афғанистанда талибанниң қәләси һесаблинидиған қәндәһар вилайитигә җайлашқан шиә җамәсигә қилған һуҗумида, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 30 киши җенидин айрилди, 200 дин артуқ киши йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر