йапонийә афғанистанға инсанпәрвәрлик йардәм бериду

йапонийә афғанистанға тәхминән 190 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардәм беридиғанлиқини билдүрди.

1718927
йапонийә афғанистанға инсанпәрвәрлик йардәм бериду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири фумио кишида, 20 – г гуруһи башлиқлар  тор йиғинида, дөлитиниң афғанистанға 190 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардәм беридиғанлиқини уқтурди.

йардәмниң, бу йилниң ахирлириғичә хәлқаралиқ тәшкилатларниң васитиси арқилиқ афғанистанға йәткүзүп берилидиғанлиқини ейтқан кишида, инсаний киризискә дуч келиватқан афғанистан хәлқигә йардәмчи болушни нишан қиливатқанлиқлирини қәйт қилди.

өткән җүмә күни афғанистанниң қундуз вилайитидики бир җамәгә қилинған бомба һуҗуминиму әйиблигән кишида, хәлқара җәмийәтниң ортақ мәсилиси болған терроризмға қарши күрәшкә даир тиришчанлиқларни алақидар тәрәпләр билән һәмкарлиқ асасида тезләштүрүшкә вәдә бәрди.

у йәнә, талибанлар һәммини бағриға басидиған сийасий мусапини йолға қойған тәқдирдә, дөләтни қайта қуруш үчүн керәклик болған адәм күчи, мәбләғ вә йардәмләргә еришәләйдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

талибанлар, аридин 20 йил өткәндин кейин, авғуст ейида қайтидин һакимийәт бешиға чиққаниди. талибан һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатларда, кишилик һәқ – һоқуқларға һөрмәт қилинидиғанлиқи вә хәлқара җәмийәт билән йахши мунасивәт орнитилидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر