гиретсийәниң пайтәхти афинада ирқчилиққа вә фашизмға қарши намайиш өткүзүлди

намайишқа нурғунлиған аммивий тәшкилатлар қатнашти.

1717319
гиретсийәниң пайтәхти афинада ирқчилиққа вә фашизмға қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ишчилар ойушмиси, аммиви тәшкилатлар, оқуғучилар тәшкилатлири, солчил гуруппилар вә көчмәнләрниң чақириқи билән уйуштурулған намайишта, радикал оңчиларниң йеқиндин буйан әвҗ еливатқан паалийәтлиригә вә гиретсийәниң көчмәнләр сийаситигә наразилиқ билдүрүлди.

түркийә авази радийоси хәвири: намайишта, йеқинда күн тәртипкә кәлгән «алтун таң  патийәси» гә охшаш чекидин ашқан оңчи вә ирқчи гуруппиларға қарши шоарлар товланди.

омонйа мәйданиға қурулған мунбәрдә консерт бериш билән башланған намайиш, парламент бинасиға йүрүш қилиш билән давамлашти.

йүрүш сәвәбидин йолниң қатнаштин тосулуп қелишиниң алдини алмақчи болған сақчилар намайишчиларға муч гази пүркүп мудахилә қилди.

гиретсийә әдлийә оргини өткән йили ашқун оңчи алтун таң партийәсиниң җинайи тәшкилат икәнлики тоғрисида һөкүм чиқарған иди.

саланикта фашизимға қарши намайиш қилмақчи болған оқуғучиларға 29 -  синтәбирдә ниқаблиқ бир гуруппа һуҗум қилған вә вәқәдә икки оқуғучи йеник йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر