афғанистанда паспорт беҗириш қайтидин башланди

афғанистан талибанниң қолиға өтүп һакимийәт алмашқандин кейин тохтитип қойулған паспорт беҗириш хизмәтлири бүгүн қайтидин башланди.

1715114
афғанистанда паспорт беҗириш қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул паспорт беҗириш башқармисиниң башлиқ вәкили алим гул һәққани бүгүн мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, паспорт беҗириш хизмәтлириниң йеңидин башланғанлиқини уқтуруп: «кабул вә башқа вилайәтләрдә паспорт беҗириш хизмәтлири башланди» деди.

у, 25 миң паспортниң тарқитишқа тәййар икәнликигә ишарәт қилди вә паспорт беҗириш хизмәтлириниң башлиниши билән  ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ кабул паспорт башқармисида ишләйдиған айалларниң көпинчисиниң хизмәт орниға қайтип кәлгәнликини билдүрди.

ички ишлар министирлиқи мәтбуат ишлири башқармиси башлиқи сәййид хости паспорт тарқитиш җәрйани тоғрисида тохтилип: «паспортларниң афғанистан ислам җумһурийити тамғуси билән тарқитилишиға қарар қилинди» деди.

паспорт тарқитиш тармақлириниң билдүрүшичә, һакимийәт алмашқандин буйан җәмий 170 миң әтрапида адәм паспорт үчүн илтимас сунған.

афғанистанда һакимийәт алмашқандин кейин паспорт бериш хизмәтлири тохтап кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر