әнглийәдә әскәрләр йеқилғу билән тәминләш хизмәтлиригә қатнишиду

әнглийә қораллиқ қисимлири дүшәнбидин башлап май қачилаш понкитлириға йеқилғу тошушқа башлайду.

1713645
әнглийәдә әскәрләр йеқилғу билән тәминләш хизмәтлиригә қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә һөкүмити байанат елан қилип, 100 нәпири шопур болуп җәмий 200 әтрапида әскәрниң май қачилаш понкитлириниң бесимини йениклитиш үчүн «вақитлиқ» йардәм беридиғанлиқини уқтурди.

бир һәптә бойичә май танкерлири вә май қачилаш понкитлириниң искилатлирини қандақ толдурушни өгәнгән әскәрләр, дүшәнбә күни әтигәндә тунҗи қетимлиқ йөткәш – тәминләш хизмитини ишқа ашуриду.

буниңдин башқа, 300 гә йеқин чәт әл йеқилғу танкери шопуриму мартниң ахириғичә ишләш үчүн пат йеқинда әнглийәдә хизмәткә чүшиду.

бир тәкшүрүш нәтиҗисидә көрситилишичә, әнглийәдики кәм дегәндә 26 пирсәнт май қачилаш понкитида бензин йаки дизел йоқ икән.

киризис алдинқи һәптә BP вә теско бирләшмисиниң дөләт миқйасида еғир типтики қатнаш васитилири шопурлириниң кәмчиллики сәвәбидин тәминләш хизмитиниң тохтап қалғанлиқини елан қилишидин кейин баш көтүргәниди.

мәзкур уқтуруш елан қилинғандин кейин, понкитларниң алдида узун өчрәтләр шәкилләнгән, бәзи понкитларда йеқилғу түгәп кәткәниди. мәсилини һәл қилиш үчүн қисқа муддәт әскәрләрдин пайдилинидиғанлиқи елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر