талибан б д т ға мәктуп йоллап, омумий кеңәш йиғинлириға иштирак қилишни тәләп қилди

өткән ай афғанистанда һакимийәтни қолиға алған талибан бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ға мәктуп йоллап, нйуйоркта давамлишиватқан 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғинлириға иштирак қилишни тәләп қилди.

1708989
талибан б д т ға мәктуп йоллап, омумий кеңәш йиғинлириға иштирак қилишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т да афғанистанға кимниң вәкиллик қилидиғанлиқи мәсилиси дәталаш қилиниватқан бир пәйттә, талибан б д т баш катиплиқ ишханисиға мәктуп йоллап, афғанистанға кона һөкүмәтниң әмәс, өзлириниң вәкиллик қилиши керәкликини оттуриға қойди.

талибан вақитлиқ һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи имзалиқ мәктупта, 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғинлириға иштирак қилиш тәләп қилинди вә талибан байанатчиси суһәйил шаһинни афғанистанниң б д т да турушлуқ даимий вәкилликигә намзат қилип көрсәтти.

дөләтләр, б д т да турушлуқ баш әлчи намзатлириниң исмлирини тәшкилатқа әвәткәндин кейин, намзатлар б д т омумий кеңишиниң мунасивәтлик комитетида авазға қойулиду.

нөвәттә 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғинлирида афғанистанға кона һөкүмәтниң б д т да турушлуқ даимий вәкили ғулам исһақзай вәкиллик қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر