америкада бу йил зораванлиқ вәқәлири көпийип кәтти

америка қошма иштатлирида бу йил қораллиқ  зораванлиқ вәқәлири тез сүрәттә көпийип кәтти.

1708728
америкада бу йил зораванлиқ вәқәлири көпийип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики зораванлиқ вәқәлири һәққидә тәтқиқат елип барған  « Gun Violence Archive (GVA) » оргининиң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2021 –йили америка қошма иштатлирида зораванлиқ вәқәлири тез сүрәттә әвҗ елип кәткән, шуниң билән, бу йил америка қошма иштатлири тарихидики «әң қорқунчлуқ йиллардин бири» дәп аталған. җүмлидин, дөләттә бу йил 14 миң 723 җинайәт вә қорқунчлуқ қораллиқ һуҗум йүз бәргән.

америка қошма иштатлирида «ковид – 19» йуқуми партлиған 2019 – йили 15 миң 454 қораллиқ өлтүрүш вәқәси йүз бәргән, 2020 – йили бу рәқәм % 26 лик ешиш билән 19 миңдин ешип кәткән.

2021 – йили аммиви қораллиқ зораванлиқ вәқәлиридиму тез сүрәттә ешиш көрүлгән америка қошма иштатлирида, бу йил киргәндин буйан 510, сентәбир ейиниң дәсләпки 19 күнидә болса 41 аммиви җинайәт йүз бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر