русийә идлибтики бәзи җайларни бомбардиман қилди

русийә сүрийәниң «идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райони» тәвәликидики һамамә, мазра вә зурзур йезилириға 15 қетим һавадин һуҗум қилди.

1706685
русийә идлибтики бәзи җайларни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өктичиләрниң айропилан рәсәтханиси өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида байанат елан қилип, русийәниң лазиқиййәниң һимәймим һәрбий базисидин қозғалған үч уруш айропиланиниң идлибни бомбариман қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, рус уруш айропиланлириниң зурзур йезисиға қилған һава һуҗумида, түркийәдин кәлгән бир һөкүмәтсиз тәшкилат тәрипидин йетим балилар үчүн селинған панаһлиниш өйлириниңму зәрбә обйекти қилинғанлиқи билдүрүлди.

игилинишичә, һава һуҗумиға қатнашқан айропиланлардин ташланған бомбиларниң бириниң мәзкур өйләргә 100 метир йеқинлиққа чүшкән.

һуҗумларда қаза қилған вә йариланғанларниң бар - йоқлуқи тоғрисида һечқандақ учур берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر