авистиралийәдә тор һуҗуми алдинқи йилға селиштурғанда %13 ашти

авистиралийәдә өткән бир йил ичидә һәр 8 минутта бир қетим тор һуҗуми йүз бәрди.

1706396
авистиралийәдә тор һуҗуми алдинқи йилға селиштурғанда %13 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: авистиралийә тор бихәтәрлик мәркизи (ACSC) авистиралийә җинайи ишлар разведка комитети вә авистиралийә федератсийә сақчилири билән һәмкарлишип тәййарлиған йиллиқ тор тәһдити доклатида руйхәткә елинған тор бихәтәрлик вәқәлириниң төттин бир қисминиң сәһийә, маарип вә қатнашқа охшаш муһим ул әслиһәләргә тәсир көрситиватқанлиқи билдүрүлди.

доклатни тәййарлиған авистиралийә тор бихәтәрлик мәркизи (ACSC)  ниң башлиқи абигайил бирадшав йаман ғәрәзлик тор актийорлириниң актип һалда авистиралийәликләрни нишан қиливатқанлиқини тәкитлиди.

абигайил бирадшав тор һуҗуминиң алдинқи йилдикигә қариғанда %13 ашқанлиқини вә авистиралийәликләрниң тәһдиттин мудапиәлиниш үчүн зөрүр тәдбирләрни қоллиниши керәкликини тәләп қилип, «биз бир йилда 67 миң 500 дин артуқ тор җинайити йаки башқичә қилип ейтқанда, һәр сәккиз минутта  бир тор тәһдити доклатини тапшурувалдуқ. бу тор тәһдити вә җинайәтчилириниң қанчилик кәң омумлашқанлиқиниң ипадисидур» деди.

авистиралийә муавин дөләт мудапиә министири андрев хасти доклатқа баһа берип, тор һуҗуминиң ешишиға қарши күрәш үчүн техиму көп тор бихәтәрлик тәдбирлириниң лазимлиқини ейтти.

доклатта тор җинайәтлири кәлтүрүп чиқарған 12 айлиқ зийанниң 33 милйард доллардин ешип кәткәнлики вә көп сандики тор һуҗуминиң дөләт мәнбәлик актиийорлар йаки җинайәтчиләр тәрипидин елип бериливатқанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر