йапонийә җиддий һаләтниң муддитини узартти

йапонийә һөкүмити барғансери көпийиватқан вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләр сәвәбидин иҗра қилиниватқан җиддий һаләт муддитини узартишни қарар қилди.

1703703
йапонийә җиддий һаләтниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо агентлиқиниң һөкүмәт мәнбәлирини асас қилған хәвиридә билдүрүлишичә, вухән вирусиға қарши йолға қойулған вә 12-сентәбир (2021) дин кейин әмәлдин қалдуруш пилан қилинған җиддий һаләтниң муддитини йәнә үч һәптә узартиш қарар қилинған.

қарарда көрситилишичә, баш вәзир суга йошиһидә мушу һәптә ичидә сәһийә вәзири тамура нориһиса вә вухән вируси тәдбирлиригә мәсул ички кабент әзаси нишимура йасутоши билән көрүшидикән. баш вәзир суга йошиһидә җиддий һаләтниң муддитини узартишқа мунасивәтлик ахирқи қарарни, һөкүмәткә қарашлиқ вухән вируси мәслиһәт һәйитиниң тәвсийәсидин кейин җакарлайдикән.

йапонийәдә җиддий һаләт токйо вә осака қатарлиқ шәһәрләрни өз ичигә алған 21 иштатта иҗра қилинмақта.

йапонийә таратқулири 23-ийулдин 8-авғустқичә өткүзүлгән токйо олимпик тәнһәрикәт йиғини билән 24-авғусттин 5-сентәбиргичә давамлашқан мейиплар олимпик йиғининиң, токйодики вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийишигә сәвәб болғанлиқини илгири сүрмәктә.

олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридә, йапонийә ичи вә сиртидин 15 миңдин артуқ тәнтәрбийә маһириниң пайтәхттә бир йәргә җәм болғанлиқи, буниң вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң нисбитини өрләткәнлики қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر