америка русийәниң қирим татарлирини қолға алғанлиқини әйиблиди

америка қирим татар миллий парламентиниң муавин башлиқи нәриман җәлални өз ичигә алған 45 татар түркиниң қолға елинғанлиқини әйиблиди.

1703031
америка русийәниң қирим татарлирини қолға алғанлиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс (Ned Price) қирим татар миллий парламенти әзалириниң қолға елинғанлиқини әйибләп байанат елан қилди.

байанатта: «америка 4-сентәбирдә қирим татар миллий парламентиниң муавин башлиқи нәриман җәләлни өз ичигә алған, әң аз дегәндә 45 қирим татариниң, қиримдики русийә ишғалийәтчи органлири тәрипидин қолға елинғанлиқини қаттиқ әйибләйду. русийә ишғалийәтчи органлириға, бу кишиләрни дәрһал қойуп беришни чақириқ қилимиз» дейилди.

у, бу қетимқи қолға елишларниң, қирим татар миллий парламентиға қаритилған сийасий характерлик бастуруш, тутқун қилиш вә җазалаш тәдбирлириниң йеңи өрнәклири икәнликини әскәртип: «23-авғуст қирим мунбири йиғинида тилға алғинимиздәк, қирим украинаниң вә америка украинаниң игилик һоқуқи, земин пүтүнлүкигә болған тәврәнмәс қоллишини тәкрарлайду» деди.

қиримда русийә бихәтәрлик күчлири қирим татар миллий парламентиниң муавин башлиқи нәриман җәлални өз ичигә алған 45 әзасини қолға алған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر