«америка – украина һәмраһлиқи муһим басқучқа қәдәм қойди»

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин америка – украина һәмраһлиқиниң муһим басқучқа қәдәм қойғанлиқини ейтти.

1701386
«америка – украина һәмраһлиқи муһим басқучқа қәдәм қойди»

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, украина пирезиденти владимир зелениски билән ақсарайдики айрим учришиши һарписида, украина мустәқиллиқиниң 30 – йиллиқини тәбрикләватқан бир пәйттә, америка – украина һәмраһлиқиниң муһим басқучқа қәдәм қойғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири русийәниң зораванлиқи алдида украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә баштин - ахир һөрмәт қилиду.»

у йәнә, зелениски билән елип баридиған учришишида, украинаниң йавропа билән техиму йуқири сәвийәдә бир гәвдилишиши үчүн елип берилғуси демократик ислаһатлар, һәмдә 60 милйон долларлиқ йеңи бихәтәрлик пилан - лайиһәси  һәққидә музакирә елип баридиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر