йәмәндә бу йил 3 милйон бала мәктәпкә баралмайду

йәмәндә бу йил тәхминән 3 милйон балиниң ички уруш сәвәбидин мәктәпкә баралмайдиғанлиқи билдүрүлди.

1694922
йәмәндә бу йил 3 милйон бала мәктәпкә баралмайду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара қизил кирест җәмийити (ICRC)  йәмән вәкилләр өмикиниң башлиқи катарина ритз, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә,  йеңи оқу – оқутуш йили мунасивити билән елан қилған байанатида, йәмәндә давамлишиватқан ички уруш сәвәбидин йүзләрчә мәктәпниң вәйран болғанлиқи йаки зийанға учриғанлиқини, бу йил тәхминән 3 милйон балиниң оқушни давамлаштуралмайдиғанлиқини әскәртти, һәмдә йәмәнлик балиларниңму пүткүл дунйадики балиларға охшаш мәктәпләргә берип, оқушини давамлаштуруши лазимлиқини тәкитлиди.

йәмәндә йеңи оқу – оқутуш йили тәхминән бир һәптә илгири башланғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди (UNICEF), 8 – авғуст күни елан қилған байанатида, йәмәндики 8 милйон 100 миң балиниң җиддий маарип йардимигә моһтаҗ икәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر