русийә афғанистан вәзийитиниң муқимлашқанлиқини илгири сүрди

русийә ташқи ишлар министирлиқи афғанистан миқйасида вәзийәтниң муқимлашқанлиқини илгири сүрди.

1692306
русийә афғанистан вәзийитиниң муқимлашқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, афғанистанда талибанниң һакимийәтни қолға киргүзүшидин кейинки вәзийәтниң йеқиндин көзитилгәнликини оттуриға қойғандин кейин: «қолимиздики учурларға асасланғанда, пайтәхт кабул вә афғанистан миқйасида вәзийәт муқимлашмақта. талибан җәмийәт муқимлиқини ишқа ашурушқа башлиди вә йәрлик хәлқ билән чәт әл дипломатик орунлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқиға вәдә бәрди. афғанистандики барлиқ тәрәпләрни зораванлиқтин сақлинип, вәзийәтни тинчлиқ усулда һәл қилишқа йардәмчи болушқа чақиримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

русийәниң кабулдики әлчиханисиниң хизмитини давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, афғанистандики йеңи һөкүмәт вәкиллири билән алақә орнитишниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر