кувәйт түркийәгә тәзийә билдүрди

кувәйт түркийәдики дала от апәтлири мунасивити билән һәмкарлиқ вә тәзийә телеграммиси тарқатти.

1684488
кувәйт түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт баш министири шәйх сабаһ халид әлһәмәд әссабаһ рийасәтчиликидики министирлар кабинети йиғинидин кейин тарқитилған телеграммисида «түркийәдики дала от апәтлири мунасивити билән дост дөләт түркийәгә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға, һөкүмәткә, болупму (апәтләрдә) қаза қилғанларниң аилә – тавабиатлириға сәмимий тәзийә билдүримиз вә улардин һал сораймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

түркийә дөлити вә хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә икәнлики қәйт қилинған телеграммида, кувәйтниң түрк даирилириниң бу от апәтлирини әң қисқа вақит ичидә өчүрәләйдиғанлиқиға ишәнч қилидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر