шиддәтлик һөл - йеғин баңладештики роһиңйалиқ мусулманларни қйиин әһвалға чүшүрүп қойди

шиддәтлик һөл – йеғин баңладешта йашаватқан 12 миңдин артуқ роһиңйалиқ мусапирға тәсир қилди.

1682245
шиддәтлик һөл - йеғин баңладештики роһиңйалиқ мусулманларни қйиин әһвалға чүшүрүп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи байанат елан қилип, 800 миңдин артуқ мусапир туруватқан чедир шәһәрләрдики 5000 дин артуқ мусапирниң шиддәтлик һөл – йеғин сәвәбидин башқа аилә әзалириниң панаһлиниш орунлириға вақитлиқ орунлаштурулғанлиқини уқтурди.

байанатта, дөләтниң шәрқий җәнубидики тәхминән 2500 панаһлиниш орнини талапәткә учратқан йамғурниң 12 миңдин артуқ роһиңйалиқ мусулман мусапир қийин әһвалға чүшүрүп қойғанлиқи билдүрүлди.

кәм дегәндә алтә роһиңйалиқ мусулман йамғур пәйда қилған су апәтлиридә қаза қилғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, давамлишиватқан пәсил йамғурлириниң ковид – 19 йуқуми түпәйли вәзийәтни техиму мурәккәпләштүрүвәткәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر