таҗикистан афғанистанлиқ 100 миң мусапирни қобул қилишқа тәййарланмақта

таҗикистан қошниси афғанистанда зораванлиқ вәқәлириниң көпийип кетиши нәтиҗисидә афғанистанлиқ 100 миң мусапирни қобул қилишқа тәййарлиниватқанлиқини билдүрди.

1679164
таҗикистан афғанистанлиқ 100 миң мусапирни қобул қилишқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: талибанниң афғанистанда һакимийәт саһәсини кеңәйтиши билән улғийип кәткән көчмәнлик еқини таҗикистанни һәрикәткә кәлтүрди.

таҗикистан җиддий әһвалларға тақабил туруш комитетиниң муавин башлиқи имамәли ибраһимзадә, ахбарат елан қилиш йиғинида, чегра райониға җайлашқан хатлон вә тағлиқ – бәдәхшан вилайәтлиридә мусапирларға керәклик буйумларни сақлаш үчүн икки чоң амбар селишқа башлиғанлиқлирини уқтурди.

америка қошма иштатлириниң уда 20 йил уруш қилған афғанистандин чекинишкә башлиши билән тәң, бу дөләттики зораванлиқ вәқәлири тез сүрәттә көпийип кәтти.

талибан билән афғанистан дөләт хәвпсизлик күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунушлар йеңи көчмәнләр долқунини қозғиди.

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң тәхминлиригә қариғанда, нөвәттә афғанистандики вилайәт мәркәзлириниң йериминиң контроллуқи талибанниң қолиға өтүп кәткән.

талибан, афғанистанниң шималидики қундуз вилайити билән таҗикистан чеграсидики ширхан чегра еғизиниң контроллуқини 22 – ийун күни қолға киргүзгәниди.

афғанистандин май ейи етибари билән чекинишкә башлиған америка қошма иштатлири болса, 11 – сентәбир һуҗумлири хатирә күнидин бурун бу дөләттики барлиқ күчлирини чекиндүрүп болидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر