нигерийәдә холера йуқуми баш көтүрди

нигерийәниң җигава өлкисидә йеқинқи бир ай ичидә 30 адәм холера йуқуми сәвәбидин қаза қилди.

1678310
нигерийәдә холера йуқуми баш көтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәниң җигава өлкилик сәһийә министирлиқиниң даимий ишлар катипи салису муазу байанат елан қилип, йеқинқи бир ай ичидә өлкиниң 27 районида 2000 дин артуқ адәмгә холера бимари дәп диагноз қойулғанлиқини, 30 адәмниң йуқум сәвәбидин қаза қилғанлиқини уқтурди.

муазу йуқумниң тазилаш мәсилисидин келип чиққанлиқиға ишарәт қилип, район аһалилирини йуқумдин мудапиәлинишкә чақирди.

шундақ қилип,  йанвар ейидин буйан дөләт миқйасида холера йуқуми сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани 335 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر