теһранда бир на мәлум җисим чоң партилашни кәлтүрүп чиқарди

иранниң пайтәхти теһранниң шималида чоң партлаш йүз бәрди.

1673020
теһранда бир на мәлум җисим чоң партилашни кәлтүрүп чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик телевизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, пайтәхт теһранниң мәркизидики хәлқ бағчиси әтрапида бир на мәлум җисим чоң партилашни кәлтүрүп чиқарған.

хәвәрләрдә қутқузуш машиниси вә тунҗи қутқузуш әтритиниң районға әвәтилгәнлики, адәм өлүш йаки йарилиниш һадисиси көрүлмигәнлики  қәйт қилинди.

теһранниң муавин валийси һамид риза годәрзи йерим рәсмий хәвәр агентлиқи «тасним» ға бәргән байанатида, вәқәниң террорлуқ һуҗуми йаки әмәсликигә даир соалға җавап берип, партилашниң сәвәбиниң әтраплиқ тәкшүриливатқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر