иран уран қойулдурғанлиқини елан қилди

иран һөкүмәт байанатчиси әли рәби йадро мәркәзлиридә %60 ликтин 6.5 килогирам, %20 ликтин 108 килогирам уран қойулдурулғанлиқини ейтти.

1658912
иран уран қойулдурғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ирна (IRNA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, байанатчи рәби 18-ийун (2021) өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлими йеқинлишиватқанда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, һәсән руһаниға қаритилған тәнқидләргә җаваб бәрди.

у һөкүмәтни тәнқид қилғанларниң иранға қарши йолға қойулған америка ембарголирини көрмәскә селиватқанлиқини, ембаргоға қаримастин һәр хил саһәләр бойичә нурғун мувәппәқийәтлик қәдәмләрниң бесилғанлиқини билдүрди.

у иран атом енергийәси идарисиниң уран қойулдуруш хизмәтлири үстидә тохтилип, һазирғичә %60 қойулдурулған уран миқдариниң тәхминән 6.5 килогирамға, %20 қойулдурулған уран миқдариниң 108 килогирамға йәткәнликини әскәртти.

у мәзкур уран қойулдуруш хизмәтлириниң иран парламенти бекиткән вақиттин наһайити қисқа вақит ичидила әмәлгә ашқанлиқини қәйт қилди.

у келәрки айларда ембарголарниң әмәлдин қалдурулушини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрүп, хәлқни җүмә күни (2021-йили 18-ийун) өткүзүлидиған 13-нөвәтлик пирезидентлиқ сайлимиға кәң көләмдә қатнишишини чақириқ қилди.

у пирезидентлиқ сайлимиға намзат болған ислаһатчи сийасәтчи муһсин миһрализадәниң сайламдин чекингәнликини уқтурди.

муһсин миһрализадәниң ислаһатчиларға йеқинлиқи билән тонулған йәнә бир намзат абдунасир һиммәтни қоллаш үчүн чекингәнлики илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر