колумбийәдә һәрбий баталийонға бомба қачиланған аптомубил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

колумбийәниң шималидики сантандер мәмурий районида, икки аптомобил бомба билән һәрбий баталийонға қилинған һуҗумда 36 әскәр йариланди.

1658967
колумбийәдә һәрбий баталийонға бомба қачиланған аптомубил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: колумбийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, кукута шәһиридә  дөләтлик армийәгә тәвә 30- биригада мәзкизидә әскәрләр турушлуқ җайға бомба қачиланған 2 аптомубил билән һуҗум қилинған, аптомобилларниң  партилиши нәтиҗисидә 36 әскәр йариланған.

пирезидент иван дук елан қилған байанатида вәқәни әйибләп, һуҗумни тездин тәкшүрүш үчүн мудапиә министири дийаго моланоға муһим йолйоруқларни бәргән.

мудапиә министири дийаго моланому тивиттер һесабатида һәмбәһирлигән учурида, «30-биригадада йүз бәргән партлаш сәвәбидин дәрһал әһвални тәкшүрүш үчүн армийә қомандани билән районға маңдуқ» дегән.

даириләр партлаш билән мунасивәтлик дәп қаралған бир кишиниң назарәткә елинғанлиқини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر