алҗирийә «фирансийә 24» қанилиниң дөләткә дүшмәнлики йүзисидин иҗазәтнамисини бикар қилди

алҗирийә учур - алақә министири әммар билхиймәр тәһрирлик хизмитидә дөләткә очуқ-ашкарә дүшмәнлик қилғанлиқи йүзисидин «фирансийә 24» телевизийә қанилиниң иҗазәтнамисини бикар қилғанлиқини елан қилди.

1657462
алҗирийә «фирансийә 24» қанилиниң дөләткә дүшмәнлики йүзисидин иҗазәтнамисини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир әммар билхиймәр алҗирийә рәсмий телевизийә қанилиға бәргән байанатида, «фирансийә 24» телевизийә қанилиниң иҗазәтнамисини бикар қилиш қарариниң дөләткә вә органлириға қарита очуқ-ашкарә дүшмәнлик қилиш сәвәбидин елинғанлиқини ейтти.

әммар билхиймәр «франсийә 24» қанилиниң тәһрирлик хизмитидә алҗирийәгә очуқ-ашкарә дүшмәнлик қилиш билән шуғулланғанлиқини тәкитләп, бу қаналниң иҗазәтнамисиниң бикар қилинғанлиқини җакарлиди.

өз нөвитидә йәнә алҗирийә һөкүмити байанатчиси вәзиписиниму өтәватқан министир әммар билхиймәр бу қарарниң сәвәби һәққидә тохтилип «франсийә 24 қанилиниң кәспий әхлаққа һөрмәт қилмаслиқи, таратқуларда тәтүр тәшвиқат вә монопул қилишқа урунуштин башқа йәнә, алҗирийәгә ашкара дүшмәнлик қилғанлиқи» ни чүшәндүрди.

алҗирийә учур - алақә министирлиқи март ейида байанат елан қилип, алҗирийәдики намайиш вә йүрүшләрни хәвәр қилишта очуқ-ашкарә тәрәббазлиқ қилғанлиқи сәвәбидин франсийә 24 қанилиға ахирқи қетимлиқ агаһландурушта болған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر