рийад һөкүмити: бу йил пәқәт 60 миң адәмла һәҗ қилалайду

сәуди әрәбистан һөкүмити, бу йил дөләт тәвәликидә йашаватқан 60 миң адәмниңла һәҗ ибадитини ада қилишиға рухсәт қилинидиғанлиқини уқтурди.

1656612
рийад һөкүмити: бу йил пәқәт 60 миң адәмла һәҗ қилалайду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан һөкүмити, бу йил дөләт тәвәликидә йашаватқан 60 миң адәмниңла һәҗ ибадитини ада қилишиға рухсәт қилинидиғанлиқини, чәт әлдин һечкимниң һәҗ қилиш үчүн һәрәмгә келәлмәйдиғанлиқини уқтурди.

сәуди әрәбистан һәҗ ишлири министирлиқи, йуқум сәвәбидин бу йил сәуди әрәбистан тәвәликидики ваксина әмләткүзгән 60 миң адәмниң һәҗ қилалайдиғанлиқини елан қилди.

йеңи қарарға асасән, рийад һөкүмити бу йил пәқәт 18 йаш билән 65 йаш арилиқидики сәуди әрәбистан пуқралири билән дөләт тәвәликидә йашаватқанларниңла һәҗ қилишиға рухсәт қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر