бирма армийәсиниң 10 әскири өлтүрүлгән

бирмада 2021-йили 1-феврал йүз бәргән һәрбий өзгириштин буйан, хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғанларниң сани 860 қа чиқти.

1656364
бирма армийәсиниң 10 әскири өлтүрүлгән

түркийә авази радийоси хәвири: бирма сийасий тутқунларға йардәм тәшкилатиниң доклатида билдүрүлишичә, йеқинқи 24 саәттә йәнә икки киши җенидин айрилған.  һәрбий өзгириш башланған 1-февралдин буйан җәмий җенидин айрилғанлар сани 860 қа, тутқун қилинғанлар сани 4 миң 804 кә чиққан. 1 миң 936 киши үстидә қолға елиш қарари чиқирилған.

сагайиң иштатида һәрикәт қиливатқан вә һәрбий өзгиришкә қарши чиққан етник гуруппилардин кани хәлқ қоғдиниш күчи билән бирма армийәси оттурисида 9-ийун (2021) йүз бәргән тоқунушларда, 10 әскәрниң өлгәнлики илгири сүрүлди. вәқәни өз көзи билән көргән бир киши кимликини ашкарилимастин «The Irrawaddy» гезитиниң зийаритини қобул қилип, исйанчиларниң кани наһийәсидики монйва-калева ташйолида, бирма армийәсиниң 70 әскири аптомобил билән өтүватқанда пистирмиға чүшүргәнликини ейтқан.

тоқунушларда 10 әскәрниң өлгәнликини илгири сүргән гуваһчи, әң аз дегәндә 10 әскәрниң йариланғанлиқини билдүргән.

бирма һәрбий даирилири бу вәқәни тоғрилайдиған һечқандақ байанат елан қилмиди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң оттуриға қойулуши вә дөләттә сийасий вәзийәтниң кәскинләшкәнликини илгири сүрүп, 1-феврал (2021) һакимийәтни өткүзүвалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر