фирансийәдә оқуғучиларға қилинған ирқий айримчилиққа даир сотниң һөкми елан қилинди

фирансийәдә сот мәһкимиси 2017-йили сақчиларниң «кәмситиш характерлик салаһийәт тәкшүрүши» сәвәбидин һөкүмәт үстидин әрз қилған үч толуқ оттура мәктәп оқуғучисиниң һәқлик икәнликини қарар қилди.

1654659
фирансийәдә оқуғучиларға қилинған ирқий айримчилиққа даир сотниң һөкми елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:париж наразилиқ әрзи соти, епинай-сур-сенә районидин илйас хадаҗи,  мамадо камара вә закарийа һадҗи мамади қатарлиқ 3 толуқ оттура мәктәп оқуғучисиниң белгийәниң пайтәхти бирйусселдин қайтип, пайтәхт парижниң шималидики вогзалға кәлгәндә сақчилар тәрипидин савақдашлири вә йолдин өткәнләр алдида уларниң ирқий кәмситиш характерлик салаһийәт тәкшүрүшигә дучар қилинғанлиқини елан қилди.

сотчилар сот қарариға мунасивәтлик байанатида, җинси вә җисманий алаһидилики, болупму ирқи сәвәбидин сақчиларниң кимлик ​​тәкшүрүшиниң айримчилиқ шәкилләндүргәнлики вә дөләткә нисбәтән еғир суйиистемал һесаблинидиғанлиқи оттуриға қойулди.

сот мәһкимиси дөләтни йашларниң һәр биригә 1500 йавродин төләм төләшкә һөкүм қилди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر