бозқир пакистан баш министири билән көрүшти

пакистанда дөләт ишлири зийаритидә болуватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң рәиси волқан бозқир пакистан баш министири имран хан билән көрүшти.

1647220
бозқир пакистан баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: волқан бозқир, пакистанниң пайтәхти исламбабадтики баш министирлиқ мәһкимиси ишханисида имран хан тәрипидин қобул қилинди.

учришишта, икки рәһбәр, «ковид – 19» йуқуми, сиҗил тәрәққийат, районлуқ вә хәлқаралиқ бихәтәрлик вә тинчлиқ, афғанистан тинчлиқ мусаписи, пәләстин вә кәшмир қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барди.

пакистан баш министир имран хан, волқан бозқирниң пәләстин билән мунасивәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида ойниған рлиға йуқири баһа бәрди, һәмдә уруш тохтитиш қараридин кейин, тинчлиқ мусаписи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қарарлири һәм икки дөләтлик түзүм пилани асасида, адил вә узақ мәзгиллик чариниң җанландурулушиға қарита қәдәмләрниң ташлиниши лазимлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر