нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда 100 дин артуқ адәм қаза қилди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәдә алдинқи һәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда 108 адәм қаза қилди.

1640507
нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумларда 100 дин артуқ адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә мәһәллий таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, боко һарам террорлуқ тәшкилати вә башқа қораллиқ шайкиларниң дүшәнбә күнидин йәкшәнбә күнигичә болған бир һәптә ичидики дөләтниң охшимиған җайлирида елип барған терорлуқ һуҗумлирида 108 адәм қаза қилған, нурғун адәм йариланған.

нигерийәдә җиддий давалғуш пәйда қилған һуҗумлардин кейин, нигерийәниң җәнубидики 17 вилайәтниң валийси һөкүмәтни бихәтәрлик мәсилиси тоғрисида җиддий миллий сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирди.

валийлар йәнә, пирезидент муһәммәд бухариниң дөләтниң бихәтәрлик мәсилиси тоғрисида пуқраларға хитаб қилиши керәкликини оттуриға қойди.

боко һарамниң 2009- йилдин буйан нигерийәдә садир қилип келиватқан кәң көләмлик терорлуқ һуҗумлирида 20 миңдин артуқ адәм қаза қилди.

йүзмиңлиған киши терорлуқ һуҗумлири вә тоқунушлар сәвәбидин райондин көчүшкә мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر