бирмада мусулман журналист айрим камерға соланди

бирмада һәрбий өзгиришкә қарши өткүзүлгән намайишлар тоғрисида хәвәр ишлигәнлики үчүн феврал ейи (2021) да қолға елинған мусулман журналист кай зон нвай, рамизанда роза тутқанлиқи үчүн айрим камерға соланди.

1635856
бирмада мусулман журналист айрим камерға соланди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма «Now» хәвәрләр ториниң хадими болған журналист кай зон нвайниң адвокати нилар хинә, түнүгүн (2021-йили 6-май) ки сотта, униң 28-апрелдин башлап айрим камерға соланғанлиқини билдүрди.

адвокат нилар хинә нвайниң рамизан мунасивити билән роза тутқанлиқи «ачлиқ елан қилиш» дәп қарилип, айрим камерға соланғанлиқини билдүрүп: «нвай түрмидә һечқандақ намайишқа арилашмиди. пәқәт рамизан ейи болғанлиқи үчүн роза тутти вә сәвәбсиз айрим камерға соланди» деди.

у нвайниң камердин чиқирилиши үчүн һәрбий сотқа әрз сунғанлиқини уқтурди.

бирма сийасий тутқунларға йардәм җәмийитиниң мәлуматлириға асасланғанда, 1-феврал (2021) дин һазирғичә бирмада 48 журналист тутқун қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر