хитайниң б д т дики даимий вәкили бирмадики киризис тоғрисида тохталди

5 - айда б д т бихәтәрлик кеңишиниң рәислик вәзиписини тапшурувалған хитайниң б д т дики баш әлчиси җаң җүн ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди.

1633415
хитайниң б д т дики даимий вәкили бирмадики киризис тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики даимий вәкили җаң җүн, һәрбий сийасий өзгириштин кейин бирма вәзийитигә һәр қандақ шәкилдә арилишишниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини вә җиддийликни техиму күчәйтидиғанлиқини оттуриға қойуп, киризисни һәл қилишта район органларниң техиму көп рол ойнишини тәвсийә қилди.

5 - айда б д т бихәтәрлик кеңишиниң рәислик вәзиписини тапшурувалған хитайниң б д т дики баш әлчиси җаң җүн ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди.

җаң, хитайниң бермида ички урушниң партлишидин әндишә қилип – қилмайватқанлиқи тоғрисида тохтилип, берманиң нурғун аз санлиқ милләт бар дөләт икәнликини, һәр қандақ шәкилдики хата арилишишниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини вә җиддийликни техиму күчәйтидиғанлиқини ейтип агаһландурди.

у, хитайниң киризисни һәл қилиш йолидики дипломатик тиришчанлиқни қоллайдиғанлиқини байан қилип: «район дөләтлири, район тәшкилатлири район мәсилилирини һәл қилишта техиму күчлүк рол ойниши керәк, чүнки улар вәзийәтни техиму йахши чүшиниду». деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر