бирмада тоқунуш йүз берип 10 адәм өлди

берманиң баңладеш чеграсиға җайлашқан чин өлкисидики сийасий өзгиришкә қарши миллий қораллиқ тәшкилат билән берма армийәси оттурисида тоқунуш йүз бәргәнлики билдүрүлди.

1629666
бирмада тоқунуш йүз берип 10 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: берманиң баңладеш чеграсиға җайлашқан чин өлкисидики сийасий өзгиришкә қарши миллий қораллиқ тәшкилат билән берма армийәси оттурисида йүз бәргән тоқунушта, берма армийәсидин кәм дегәндә 10 әскәрниң өлгәнлики билдүрүлди.

1 – феврал һәрбий – сийасий өзгиришидин кейин намайишчиларни бирма армийәсиниң зийанкәшнликидин қоғдаш үчүн қурулған чинланд мудапиә қисимлириниң әмәлдари, өлкиниң миндат шәһиридә йүз бәргән тоқунушлар һәққидә «ирравадй» гезитигә байанат бәрди.

чинланд мудапиә қисимлири рәһбири, түнүгүн кәчтә шәһәрниң тағлиқ районлирида армийәниң аптомобил әтритигә һуҗум қилип, кәм дегәндә 10 әскәрни өлтүргәнликлирини вә тоқунушниң пүтүн күн давамлашқанлиқини уқтурди.

армийәниң бүгүн әтигәндә қайтурма һуҗумға өткәнликини билдүргән мәзкур әмәлдар: «улар минамйот зәмбирики вә пилимутларни ишлитип җаваб қайтурди. биз қаттиқ бомба астида қалдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر