исраилийәдә башқурулидиған бомба завутида партилаш йүз бәрди

исраилийәдә башқурулидиған бомба завутидики синақ җәрйанида партилаш йүз бәрди, лекин һазирғичә өлүм-йетим әһвали һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

1625821
исраилийәдә башқурулидиған бомба завутида партилаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: «харетз» гезитиниң хәвәрлиригә асасланғанда, исраилийәниң шималидики рамла шәһиригә йеқин томер башқурулидиған бомба завутида партилаш йүз бәргән.

бу партилашниң «тәртиплик синақ» җәрйанида йүз бәргәнлики вә һазирғичә өлүм-йетим әһвали һәққидә мәлумат берилмигәнлики әскәртилди.

башқурулидиған бомба завути елан қилған йазма байанатта болса, партилашниң алаһидә әһвал әмәслики вә контроллуқ синақ икәнлики  илгири сүрүлди.

дөләт мудапиә тармақлириниң партилаш тоғрисида тәтқиқат елип барғанлиқи уқтурулди.

томер ширкити исраилийә армийәси вә башқа исраилийә мудапиә системилири тәрипидин ишлитидиған башқурулидиған бомбиларни ишләпчиқириду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر