бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 706 гә чиқти

бирмада һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши башланған намайишларда, хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғанларниң сани 706 гә чиқти.

1619443
бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 706 гә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий тутқунларға йардәм җәмийити күндилик доклатида, йеқинқи 24 саәттә бәш кишиниң җенидин айрилғанлиқини вә буниң билән җәмий җенидин айрилғанлар саниниң 706 гә, тутқун қилинғанлар саниниң 3 миң 59 ға йәткәнликини билдүрди.

доклатта йәнә, һәрбий өзгиришкә қарши чиққан 657 киши үстидә тутуш қарари барлиқи қәйт қилинди.

хәлқара дәриҗигә айриш «Fitch Solutions» ширкити һәрбий өзгиришкә қарши намайишлар вә хәлқниң қаршилиқ һәрикәтлири сәлбий тәсир көрсәткән бирма иқтисадиниң, бу йил (2021) %20 төвәнләйдиғанлиқиниң пәрәз қилинғанлиқини елан қилди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши вә дөләттә сийасий җиддийчилик кәскинләшкәндин кейин 1-феврал (2021) һакимийәтни өткүзүвалған иди.

бирма армийәси дөләтниң әмәлийәттики рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи қатарлиқ нурғун һөкүмәт вә партийә әмәлдарлирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирмада бир тәрәптин кәң көләмлик намайишлар давамлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптин, йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири һәрбий сотта сотланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر