мозамбикта пәйда болған «әнсарул сүннә» намлиқ терорлуқ тәшкилати пуқралаға зийан салмақта

һинди окйанниң деңиз қирғиқидики шәрқий африқа дөлити мозамбикта әнсарул сүннә терорлуқ тәшкилатиниң палма районида елип барған һуҗумлири сәвәбидин 30 миң киши инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ һалға чүшүп қалди.

1616410
мозамбикта пәйда болған «әнсарул сүннә» намлиқ терорлуқ тәшкилати пуқралаға зийан салмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, мозамбикни асас қилған йардәм тәшкилати «дөләтлик апәт хәвпини башқуруш вә азайтиш тәтқиқат оргини» (INGD) палмада тәхминән 40 миң кишиниң йашайдиғанлиқи вә бихәтәрлик мәсилиси сәвәбидин 9 миң кишиниң пәмба, муеда, нангадә вә монтепуез қатарлиқ районларда панаһланғанлиқини елан қилған.

байанатта, палмадики һуҗумлар сәвәбидин тәхминән 30 миң кишиниң җиддий инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ һалға чүшүп қалғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин мозамбик һөкүмитиниң 30 күн ичидә районға 585 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардими йәткүзидиғанлиқи һәмбәһирләнди.

мозамбиктә әнсарул сүннә терорлуқ тәшкилатиниң пуқраларға қилған һуҗуми сәвәбидин көчүшкә мәҗбур болған пуқралар саниниң 670 миңдин ешип кәткәнлики уқтурулмақта.

мозамбикта тәбиий газ вә қиммәтлик кан байлиқлири җайлашқан танзанийә чеграсидики кабо делгадо районида 4 йил илгири пәйда болған терорлуқ тәшкилати әнсарул сүннәниң һуҗумлири сәвәбидин 2000 дин артуқ киши һайатидин айрилған иди.

бу һуҗумни елип барған вә террорлуқ тәшкилати даеш билән четишлиқи бар дәп қараливатқан қораллиқ тәшкилатни йәрлик хәлқ  «әшшәбаб» дәпму атайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر