йәмән түркийәниң позитсийәсидин миннәтдар икәнликини билдүрди

йәмән мәслиһәт кеңишиниң рәиси әһмәд бин дағр түркийәниң йәмән һөкүмитини қоллаш позитсийәсидин миннәтдар икәнликини билдүрди.

1615370
йәмән түркийәниң позитсийәсидин миннәтдар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән саба хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бин дағр, вәзипә өтәш муддити тошқан түркийәниң йәмән баш әлчиси фаруқ бозгөз билән сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта бир йәргә җәм болған.

икки дөләт мунасивәтлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати башчилиқидики тинчлиқни ишқа ашуруш паалийәтлири һәққидә музакирә елип берилған учришишта, әһмәд бин дағр, түркийәниң йәмәнниң бихәтәрлики вә муқимлиқи, земин пүтүнлүкини қоллап тутуватқан позитсийәсини, хәлқаралиқ мунбәрләрдә қанунлуқ һөкүмәт тәрәптә туруши вә инсанпәрвәрлик йардәм саһәсидики паалийәтлиридин миннәтдар икәнликини әскәрткән.

фаруқ бозгөз болса, түркийәдики сийасий һакимийәтниң йәмәндики тинчлиқни ишқа ашуруш йолидики паалийәтләрни изчил қоллап келиватқанлиқини тәкитлигән.

игилинишичә, узундин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә, иран қоллаватқан һусийлар, 2014 – йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районларни контрол қилмақта икән.

сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири болса, 2015 – йили марттин буйан һусийларға қарши йәмән һөкүмитигә йардәм бәрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر