италийә йавропа иттипақи әллиригә қарита йеңи тәдбирләрни йолға қойди

италийә йавропа иттипақи әллиридин кәлгәнләрниң чегра еғизидин өтүштин бурун «ковид – 19» йуқуми тәкшүрүшидин өтүш, дөләткә кирип 5 күн карантин астида турғандин кейин йәнә бир қетим тәкшүрүштин өтүш тәдбирлирини йолға қойди.

1611457
италийә йавропа иттипақи әллиригә қарита йеңи тәдбирләрни йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: италийә сәһийә министири роберто сперанза, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йавропа иттипақи дөләтлиридин кәлгәнләрниң, йолға чиқиштин бурун бир тәкшүрүш, италийәгә келип, 5 күнлүк карантин астида турғандин кейин, йәнә бир тәкшүрүштин өтүши шәрт қилинған қарарнамәни имзалидим.»

у йәнә, йавропа иттипақиға әза болмиған барлиқ дөләтләр үчүн, 14 күнлүк карантин астида туруш тәдбириниң давамлишидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر