москва путинниң байдинниң тәклипини қобул қилип - қилмайдиғанлиқиниң ениқ әмәсликини билдүрди

русийә президенти виладимир путинниң килимат башлиқлар йиғиниға қатнишидиған йаки қатнашмайдиғанлиқиниң җәзмлишиши үчүн вақитқа еһтийаҗ барлиқи билдүрүлди.

1611048
москва путинниң байдинниң тәклипини қобул қилип - қилмайдиғанлиқиниң ениқ әмәсликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков мухбирларға америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң путинни килимат башлиқлар йиғиниға тәклип қилғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди.

песков, русийәниң париж килимат келишимигә имза қойғанлиқи вә путинниң килимат мәсилисигә әһмийәт беридиғанлиқиға ишарәт қилип: «бу мәсилә наһайити муһим, әгәр тәклип рәсмий йоллар арқилиқ йетип кәлгән болса, музакирә қилиниду» деди.

песков сөзини давамлаштуруп: «путинниң башлиқлар йиғиниға қатнишидиған йаки қатнашмайдиғанлиқиниң муәййәнлишиши үчүн вақит керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

америка пирезиденти җо байдин 23- мартта путинни өз ичигә алған 40 дөләтниң рәһбирини  22- апрелдин 23-апрелғичә интернет муһитида өткүзүлидиған килимат башлиқлар йиғиниға тәклип қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر