муһәммәд йунус әлмәнфи түркийәдә зийарәттә болиду

ливийә пирезидентлиқ кеңиши рәиси муһәммәд йунус әлмәнфи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә хизмәт зийаритидә болиду.

1608736
муһәммәд йунус әлмәнфи түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, ливийә пирезидентлиқ кеңишиниң вәзипә өтәшни башлишидин кейинки түркийәгә қилинидиған бу тунҗи қетимлиқ зийарәт җәрйанида, түркийә билән ливийә оттурисидики йилтизи чоңқур мунасивәтләр һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән.

һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинидиған сөһбәтләрдә, икки тәрәп мунасивәтлири билән бирликтә район вә хәлқарадики һәр икки дөләт билән мунасивәтлик йеңи мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر